Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Улар мениң узундин бери йәһудий дининиң пәрисий намлиқ әң күчлүк еқимиға мәнсүп екәнлигимни яхши билиду. Әгәр халиса, гувалиқ берәләйду.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:5
7 Referans Kwoze  

Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.


— Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.


Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.


Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим.


Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән.


Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite