Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Мениң дәсләптә өз жутумда һәм кейин Йерусалимда қандақ яшап кәлгәнлигим һәммә йәһудийларға аян.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:4
5 Referans Kwoze  

Силәр мениң илгири йәһудий диниға етиқат қилған вақтимда қандақ һаят кәчүргәнлигимни аңлиған едиңлар. Мән у чағда Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилған вә уларни йоқитиветишкә тиришқан едим


Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учри­ған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә диққәт-етивариң­ни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар.


Чүнки мән туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилинған Исраил әвладимән, йәни Бинямин қәбилисидин болған қени сап йәһудиймән. Тәврат қануниға әмәл қилишни өлчәм қилиш нуқтиси­дин ейтқандиму, мән қил сиғмайдиған пәрисий еқимидинмән.


— Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.


Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite