Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 — Әй Агрипа хан, бүгүн алдилирида йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлардин өзәмни ақлаш пурситигә егә болғанлиғим үчүн, өзәмни бәхитлик һис қилимән!

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:2
10 Referans Kwoze  

Кишиләр силәрни «Бу адәм һәзрити Әйсаға әгәшкән», дәп ибадәт­ханиға яки һөкүмдарларниң алдиға елип берип, сораққа тартқанда, «Өзәмни қандақ ақлисам болар?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар.


Шуниң билән Агрипа хан Павлусқа: — Өзәңни ақлишиңға рухсәт, — деди. Павлус қолини көтирип өзини ақлашқа башлиди:


Болупму хошал­линарлиқ йери шуки, өзлири йәһудийларниң әнъәнилири вә талаш-тартиш қилидиған мәсилилирини яхши билисиз. Шуниң үчүн әризә-һалимни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән.


Бизниң хәлқимизниң он икки қәбилисидики пүтүн қериндашларму кечә-күндүз Худаға ибадәт қилип, Униң уларға қилған дәл мошу вәдисини әмәлгә ашурушини интизарлиқ билән күтүп кәлди. Әй хан, йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәт қилиши, дәл мана шу үмүт билән мунасивәтлик.


Сорақ қилинған вақтиңларда, қандақ җавап бериш яки немә дейиштин әндишә қилмаңлар. Чүнки у чағда қилидиған сөзлириңлар силәргә несип қилиниду.


Бирақ бу вақиәләр йүз бериштин илгири силәр тутқун қилинип зиянкәшликкә учрайсиләр. Кишиләр силәрни ибадәтханиларниң сорақ қилишиға тапшуриду, зинданларға ташлайду. Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн силәрни падиша вә һакимларниң алдиға елип бариду.


Бирақ бу киши һәққидә мәндә падишаға мәлум қилғидәк очуқ мәлумат йоқ. Шуңа әһвални тәкшүрүш арқилиқ бирәр мәлуматқа егә болуш мәхситидә уни һәр бириңларниң алдиға, болупму Агрипа хан алийлириниң алдиға елип кәлдим.


Әй Агрипа хан, шуниң үчүн мән Худадин кәлгән ғайибанә аламәттә көрүнгән һәзрити Әйсаға чин бойсундум.


Бу ишлардин Агрипа ханниңму хәвири бар, шуңа мән ханға очуқ ейталаймән. Бу ишларниң һәммисигә ханниң диққәт қилидиғанлиғиға ишинимән. Чүнки һәзрити Әйсаниң бешидин өткән ишлар адәм көрмәйдиған булуң-пушқақларда болған ишлар әмәстә!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite