Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

19 Әй Агрипа хан, шуниң үчүн мән Худадин кәлгән ғайибанә аламәттә көрүнгән һәзрити Әйсаға чин бойсундум.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 26:19
13 Referans Kwoze  

У мениң Өз Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзүшүм үчүн, Әйса Мәсиһни маңа ашкарилашни халиди. Худа Уни маңа ашкарилиған чағда, мән бу иш тоғрилиқ һеч қандақ киши билән мәслиһәтләшмидим


Лекин Юнус өзини Пәрвәрдигарниң һозуридин қачуруш үчүн шу ан қариму-қарши тәрәпкә қарап маңди. У Җаффа шәһиригә берип, Испаниягә баридиған бир кемини тапти вә кеминиң йол һәққини төләп, кемигә чиқип, кемичиләр билән биллә Испаниягә бармақчи болди. У: «У йәргә қечип барсам, Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ болимән», дәп ойлиди.


— Әй Агрипа хан, бүгүн алдилирида йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлардин өзәмни ақлаш пурситигә егә болғанлиғим үчүн, өзәмни бәхитлик һис қилимән!


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Алди билән Дәмәшқ хәлқигә, Йерусалим шәһиридики йәһудийларға, пүтүн Йәһудийә өлкисидики кишиләргә, андин йәһудий әмәсләргиму Хуш Хәвәрни йәткүздүм. Уларға «Яман йоллириңлардин йенип, Худа йолиға қайтиңлар! «Товва қилдуқ» десәңлар, уни сөз билән әмәс, яхши әмәлиятиңлар билән испатлаңлар», дәп уларниму товва қилишқа дәвәт қилдим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite