1 Шуниң билән Агрипа хан Павлусқа: — Өзәңни ақлишиңға рухсәт, — деди. Павлус қолини көтирип өзини ақлашқа башлиди:
Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падишалириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.
— Әй Агрипа хан, бүгүн алдилирида йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлардин өзәмни ақлаш пурситигә егә болғанлиғим үчүн, өзәмни бәхитлик һис қилимән!
— Тәврат қанунимизда бир адәмниң өз иқрарини аңлимай вә қилмишлирини билмәй туруп, униң үстидин һөкүм чиқиришқа болмайду, дәп йезилған, — деди.
Лекин исраиллар һәққидә Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ мундақ деди: «Мән бойсунмас вә җаһил бир хәлиққә Күн бойи қоллиримни узитип турдум».
Мән уларға римлиқларниң қануни бойичә сорақ қилинғучи әризә қилғучи билән йүзләштүрүлүштин вә униңға өзини ақлаш пурсити берилиштин илгири, униң үстидин һөкүм чиқиришқа болмайдиғанлиғини ейттим.
— Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус.
Чүнки мениңчә мәһбусни Римға әвәтип, униң үстидин қилинған шикайәттин тәпсилий мәлумат бәрмәслик тоғра әмәс.