3 Буниңдин һәр вақит, һәр җайда чәксиз миннәтдармиз.
— Һөрмәтлик һаким Фестус! — деди Павлус, — мән сараң болғиним йоқ, мениң ейтқанлирим раст вә әқилгә мувапиқ.
«Һөрмәтлик һаким Феликс җанаплириға Клавдиюс Лисиястин еһтирам билән салам!
Мән буларниң һәммисини баштин тәпсилий тәкшүрүп, ениқлап чиққанлиғим үчүн, буларни тәртиви бойичә йезип, сизгә мәлум қилишни лайиқ таптим.
Шуниң билән биллә Павлусни һаким Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униңға улақ тәйярлаңлар, — дәп буйриди.
Атлиқлар Қәйсәрийәгә берип, хәтни һакимға сунди вә Павлусниму тапшурди.
Павлус чақиртилди. Тәртулус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: — Һөрмәтлик Феликс җанаплири! Биз өзлириниң қоли астида узундин бу ян аман-есән яшап кәлмәктимиз, хәлқимизниң начар илләтлири түгитилип, чоң өзгиришләр барлиққа кәлди.
Мәнки Тәртулус өзлирини артуқчә аварә қилишни халимаймән. Қисқиғина әризилиримизни сәвирчанлиқ билән аңлашлирини өтүнүп сораймән.