Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 24:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Павлус һаким Феликсниң рухситини алғандин кейин, сөз қилип мундақ деди: — Җанаплириниң узун жиллардин бери йәһудий хәлқини сорап кәлгән­лигидин хәвирим бар. Шуңа алдилирида өзәмни ақлашқа разимән.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 24:10
12 Referans Kwoze  

бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.


Шуниң билән Агрипа хан Павлусқа: — Өзәңни ақлишиңға рухсәт, — деди. Павлус қолини көтирип өзини ақлашқа башлиди:


Шуниң билән биллә Павлусни һаким Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униңға улақ тәйярлаңлар, — дәп буйриди.


Командан иҗазәт қилди. Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишаритини қилди. Көпчилик тиничланғанда, у арамий тилида сөзләшкә башлиди.


Йәһудийлар өзлириниң Павлусниң тәрәпдарлири әмәслигини көрси­тиш үчүн, Искәндәр исимлиқ адәмни өзлирини ақлаш мәхси­тидә алдиға чиқарди. Искәндәр көпчиликкә қол ишаритини қилип, йәһудийларни ақлашқа башлиди.


Бирақ талаш-тартишиңлар диний қанунуңлардики бәзи исимлар вә сөзләр тоғрисида екән, уни өзәңлар һәл қилиңлар. Мән бундақ кичик ишларни сорақ қилмай­мән! — деди.


Павлус орнидин туруп, қолини көтирип, халайиқни тиничлитип, мундақ деди: — Әй исраиллар вә йәһудий әмәс садақәтмәнләр, қулақ селиңлар!


Петрус көпчи­­ликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.


— Мәлум шәһәрдә бир қази бар екән. У Худадинму қорқмай­дикән, адәмләрниму һөрмәт қилмайдикән.


— Бурадәр, ким Маңа силәрниң араңларда қазилиқ қилиш яки мирасиңларни айрип бериш һоқуқини берипту? — деди һәзрити Әйса униңға.


Кишиләр силәрни «Бу адәм һәзрити Әйсаға әгәшкән», дәп ибадәт­ханиға яки һөкүмдарларниң алдиға елип берип, сораққа тартқанда, «Өзәмни қандақ ақлисам болар?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite