Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 24:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Бәш күндин кейин баш роһаний Һанания вә ақсақаллардин бир нәччиси Тәртулус исимлиқ бир қанун натиғи билән Қәйсә­рийәгә келип, Павлус тоғрисидики шикайәтләрни һаким Феликскә сунди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 24:1
15 Referans Kwoze  

Асанла биләләйдилики, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти.


Буни аңлиған баш роһаний Һанания Павлусниң йенида турған­лар­ға униң ағзиға урушни буйриди.


Алий роһанийлар билән йәһудийларниң ақсақаллири Фестусқа Павлусниң үстидин шикайәт қилип, униңдин Павлусни


униңға: — Сени үстүңдин әризә қилғучилар кәлгәндә, бир тәрәп қилимән, — деди вә ләшкәрләргә уни Һирод хан салған ордидики бир өйгә солап, назарәт қилишни буйриди.


Кейин мән бәзи йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә болуватқанлиғидин хәвәр тепип, дәрһал уни җанаплириға йоллашни тоғра таптим. Шуниң билән биллә әризә қилғучиларниң шикайәт­лирини өзлириниң алдида қилишини буйридим».


Шуниң билән биллә Павлусни һаким Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униңға улақ тәйярлаңлар, — дәп буйриди.


Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәл­гән бәзи йәһудийлар Павлусни мәркизий ибадәтханида көрүп, уни тутувелип, җамаәтни униңға қарши тәшвиқ қилип:


Мән силәргә Хуш Хәвәр йәткү­зүп, тәлим бәргинимдә, инсанлар дана дәп һесаплайдиған, силәрни қайил қилалайдиған сөзләрни ишләтмидим. Лекин Муқәддәс Роһ Өзиниң күч-қудритини көрситип, мән йәткүзгән Хуш Хәвәрниң һәқиқәтән Худадин кәлгәнлиги һәққидә силәргә ишәнч бәрди.


Қериндашлар, мән йениңларға берип, Худаниң сөзлирини силәргә җакалиғинимда, натиқлиқ қилғиним йоқ, инсанлар дана дәп һесаплиған сөзләрниму ишләткиним йоқ.


Мән Йерусалимға барғинимда, йәһудий алий роһанийлири билән ақсақал­лири униң үстидин шикайәт қилип, мәндин уни җазалашни тәләп қилишти.


Бәлгүләнгән көрүшүш күнидә Һирод ханлиқ тонини кийип, тәхти­дә олтирип, уларға нутуқ сөзлиди.


Атлиқлар Қәйсәрийәгә берип, хәтни һакимға сунди вә Павлусниму тапшурди.


Павлус чақиртилди. Тәртулус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: — Һөрмәтлик Феликс җанаплири! Биз өзлириниң қоли астида узун­дин бу ян аман-есән яшап кәлмәктимиз, хәлқимизниң начар илләт­лири түгитилип, чоң өзгиришләр барлиққа кәлди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite