12 Әтиси әтигәндә бәзи йәһудийлар мәхпий сүйиқәстлик қилишни планлап, Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп қәсәм қилишти.
Кейин мән бәзи йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә болуватқанлиғидин хәвәр тепип, дәрһал уни җанаплириға йоллашни тоғра таптим. Шуниң билән биллә әризә қилғучиларниң шикайәтлирини өзлириниң алдида қилишини буйридим».
Уларға мақул болмиғайсиз, чүнки қириқ нәччә адәм уни йошурун күтүп туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз һәм ичмәймиз, дәп қәсәм қилишипту. Һазир өзлириниң уларниң тәливигә қошулушлирини күтүп туриду.
Улар алий роһанийлар вә йәһудий ақсақаллириниң алдиға берип: — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, дәп қаттиқ қәсәм қилдуқ.
Йерусалимға әвәтип беришни өтүнүп сориди. Чүнки улар йол үстидә Павлусни өлтүрүшни қәстлигән еди.
Улар һәзрити Әйсани һейлә билән тутуп уҗуқтуруш үчүн мәслиһәт қилишти.
Һалбуки, Әйса Мәсиһ бизни Тәврат қануниға толуқ әмәл қилалмиғанлиғимиздин пәйда болған ләнәттин қутулдуруп қелип, у ләнәтни Өз үстигә алди. Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Яғачқа есип қоюлған киши ләнәткә қалған кишидур», дәп йезилған.
Рәббимизни сөймигәнләргә ләнәт болсун. Әй Рәббимиз, кәлгәйсән!
Пүтүн хәлиқ бир еғиздин: — Униң қениниң җавапкәрлиги бизниң вә балилиримизниң үстидә болсун! — дейишти.
Петрус қәсәм қилип: — У Адәмни тонумаймән. Болмиса мени Худа урсун! — деди. Дәл шу чағда ғораз чиллиди.
Улар Йүсүпни жирақтин көрүп, у йетип кәлгичә мәслиһәтлишип, уни өлтүрүвәтмәкчи болушти.
Бир мәзгилдин кейин йәһудийлар Саулға сүйиқәст қилмақчи болди.
Саулни тутуп өлтүрүш үчүн улар кечә-күндүз шәһәр дәрвазисида уни күтти. Бирақ бири уларниң уни қәстлимәкчи болғинини Саулға йәткүзүп қойди.
Бу сүйиқәстни планлиғучилар қириқ нәччә киши еди.
Көп қетим узун сәпәрләрдә болуп, дәрияларда һәм қарақчиларниң, өз хәлқимниң, йәһудий әмәсләрниң арисида хейим-хәтәрләргә йолуқтум. Шәһәрләрдә, чөлләрдә, деңизларда вә сахта қериндашларниң арисида ховуплуқ күнләрни баштин кәчүрдүм.
Мордикай бу сүйиқәстни билип қелип, ханиш Әстиргә мәлум қилди. Әстир бу ишни Мордикайниң намидин падишаға йәткүзди.