Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 23:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Павлус алий кеңәшмә башлиқлириға тикилип туруп: — Қериндашлар, мән бүгүнгичә Худаниң алдида пак вижда­ним билән яшап кәлдим, — деди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 23:1
17 Referans Kwoze  

Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән.


Мән худди әҗдатлиримға охшаш Худаға пак вижданим билән хизмәт қиливатимән. Мән сән үчүн Худаға шүкүр ейтимән. Мәйли кечә яки күндүз болсун дуалиримда сени дайим әсләп туримән.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Биз үчүн дуа қилип туруңлар. Вижданимизниң пак екәнлигигә ишинимиз, һәр җәһәттә тоғра йолда меңишни үмүт қилимиз.


Мән өз хизмитимдә хаталиқ йоқ дәп қарисамму, лекин бу пикрим өзәмни ақлалмайду. Хизмитимни баһалиғучи пәқәт Рәббимдур.


Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим.


Уятлиқ, йошурун ишларни қилиш­тин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.


Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.


Буни мулайимлиқ вә һөрмәт билән ейтиңлар. Вижданиңларни сап тутуңлардә, силәргә төһмәт қилғучилар силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлардин йетилгән пәзилитиңларни көрүп, өзлири қилған бу төһмәтлиридин хиҗил болсун.


Командан йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайити­ниң сәвәвини һәқиқий билиш үчүн, әтиси уни йешиветип, алий роһаний­лар вә пүтүн йәһудий алий кеңәшмисидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйриди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.


Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң худди периштәниң чирайиға охшаш пақираватқанлиғини көрди.


— Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус.


Лекин шуни билип қоюңларки, қериндашлириға ғәзәпләнгәнләрму сотқа тартилиду. Қериндашлирини «ахмақ», дәп тиллиғанлар алий кеңәшмидә җавапкәрликкә тартилиду. Қериндашлирини «әбләх», дәп һақарәтлигәнләр отлуқ дозаққа чүшиду.


Һазир силәр вә алий кеңәшмә Павлусниң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүш баниси билән уни кеңәшмигә елип келишни Рим команданидин тәләп қилиңлар. Биз тәйяр туруп, уни кеңәшмигә елип келиштин илгирила өлтүрүветимиз, — деди.


У җававән мундақ деди: — Йәһудий ақсақаллири Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрүш баниси билән өзлиридин әтә уни йәһудий алий кеңәшмисигә елип бериш­ни тәләп қилишқа келишти.


Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайи­тиниң сәвәвини тәкшүрүп ениқлимақчи болуп, уни йәһудий­лар­ниң алий кеңәшмисигә елип бардим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite