Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 22:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 — Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 22:3
27 Referans Kwoze  

Улар мениң узундин бери йәһудий дининиң пәрисий намлиқ әң күчлүк еқимиға мәнсүп екәнлигимни яхши билиду. Әгәр халиса, гувалиқ берәләйду.


Рәббимиз Әйса униңға: — Сән дәрһал «Түз» кочисиға берип, Йәһуданиң өйидин тарсус­луқ Саул исимлиқ бирини тап, чүнки шу тапта у дуа-тилавәт қили­ватиду.


Лекин уларниң арисида пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған пәрисий диний еқимидики Ғама­лийил исимлиқ бир Тәврат устази бар еди. У орнидин туруп: — Уларни бир дәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйриди.


— Яқ, мән йәһудий! Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғул­ған. Шу муһим шәһәрниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилсиңиз, — деди Павлус.


Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.


Улар ибранийму? Мәнму шундақ. Улар исраилларму? Мәнму исраил. Улар әҗдадимиз Ибраһимниң әвлади­динму? Мәнму униң әвладидин.


Мартаниң Мәрийәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғи тәрәптә олтирип, тәлимини аңлавататти.


Ундақта, шуни соримақчимән: Худа Өз хәлқи исраиллардин ваз кәчтиму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, йәни Бинямин қәбилисидин болған бир исраилғу!


Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқими­дикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнли­гини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.


Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.


Кейин Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим.


һәм йәһудий диний йолида нурғун тәңтушлиримдин хелила алдида тураттим. Әҗдатлири­мизниң әнъәнилирини қоғдашта пүтүн вуҗудум вә қизғинлиғим билән ишләттим.


Һаким хәтни оқуғандин кейин, Павлус­ниң қайси өлкидин екәнлигини сорап, униң өз башқуру­шидики Киликийәдин кәлгәнлигини билип,


Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.


«Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!


Кейин Барнаба Тарсус шәһиригә Саулни издәп берип,


Мәсиһийләр бу иштин хәвәр тепип, уни Қәйсәрийә шәһиригә елип берип, у йәрдин Тарсус дегән шәһәргә йолға салди.


У йәрдики кишиләр зади немә иш болғанлиғини көргили бу йәргә келишти. Улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тенидин җинлар чиқип кәткән һелиқи адәмниң кийим­лирини кийип, әс-һоши җайида һалда һәзрити Әйсаниң алдида олтарғанлиғини көрүп, қорқуп кетишти.


Үчинчи күни һәзрити Әйсани мәркизий ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлап, улардин соал сораватқанниң өзидә тапти.


Шу чағларда Саул Рәббимиз Әйсаға ишәнгүчиләргә давамлиқ өлүм җазаси билән қорқунуч селивататти. У баш роһанийниң алдиға берип,


Бурун мәнму насирәлик Әйсаниң намиға пүтүн күчүм билән қарши турушум керәк, дәп қараттим


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite