Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 22:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси1 — Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус. Gade chapit la |
Худаниң ирадиси билән чәккән әйнә шу қайғуларниң силәрдә қандақ яхши мевиләрни бәргәнлигини ойлаңлар: әстайидиллиқ билән хаталиғиңларни түзитип, өзәңларни ақлидиңлар, араңлардики гунакарниң қилмишидин ғәзәпләндиңлар һәм бу қилмишниң давамлишиши билән Худаниң җазасиниң силәргә келишидин қорқтуңлар, мән билән көрүшүшкә интизар болдуңлар, мениң әлчилик һоқуқумни һөрмәтләп, маңа қизғин болдуңлар, гунакарни җазалаш арқилиқ адаләтпәрвәрлигиңларни көрсәттиңлар. Мана булар арқилиқ силәрниң бу ишта тоғра қилғанлиғиңлар ениқ болди.
Үч күндин кейин, Павлус у йәрдики йәһудийларниң башлиқлирини өзи билән көрүшүшкә тәклип қилди. Улар кәлгәндә, Павлус мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки әҗдатлиримиздин қалған әнъәниләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда йәһудийлар тәрипидин солаққа тутулуп, римлиқларниң қолиға тапшурулдум.
Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқимидикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнлигини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.