Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 21:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Патараяда Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 21:2
5 Referans Kwoze  

Биз у йәрдә кемидин чүштуқ. Юлиюс Искәндәрийә шәһиридин Италиягә баридиған кемини тепип, бизни елип униңға чүшти.


Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти.


У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиян­кәш­лик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти.


Лекин Юнус өзини Пәрвәрдигарниң һозуридин қачуруш үчүн шу ан қариму-қарши тәрәпкә қарап маңди. У Җаффа шәһиригә берип, Испаниягә баридиған бир кемини тапти вә кеминиң йол һәққини төләп, кемигә чиқип, кемичиләр билән биллә Испаниягә бармақчи болди. У: «У йәргә қечип барсам, Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ болимән», дәп ойлиди.


Сипрус арили көрүнгәндин кейин, униң җәнубидин айлинип өтүп, Сурийә өлкисигә қарап меңип, Тир шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ, чүнки кемә бу йәрдә жүкини чүши­рәтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite