Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 21:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Қәйсәрийәлик мәсиһийләрдин бир нәччиси биз билән һәмсәпәр болуп, Йерусалимда бизни Минасон исимлиқ бир сипруслуқниң өйигә башлап барди. Бу киши бурунқи мәсиһийләрдин еди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 21:16
15 Referans Kwoze  

Әтиси у йәрдин чиқип, кемә билән Қәйсә­рийә шәһиригә келип, Хуш Хәвәр йәткүзгүчи Филипниң өйигә берип қондуқ. У бурун Йерусалимдики мәсиһийләр тәрипидин хизмәткә талланған йәттә кишиниң бири еди.


лекин йәнила сениң меһир-муһәббитиңгә көрә илтимас қилишни таллавалдим. Бу илтимасни мошу яшқа кирип қалған һәм Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида һазир мәһбус болуватқан мәнки Павлустин дәп билгин.


Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий қериндашлирим Андорник вә Юнийәгә салам ейтқайсиләр. Улар мәндин бурун Әйса Мәсиһкә ишәнгән болуп, тонулған әлчиләрдур.


Павлус билән Барнаба бу иш үстидин қаттиқ талаш-тартиш қилишип, ахир бир-биридин айрилип кетишти. Барнаба Маркусни елип, кемигә олтирип, Сипрус арилиға кәтти.


У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиян­кәш­лик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти.


Шуниң билән Петрус уларниң Әйса Мәсиһниң намида чөмүл­дүрү­лүшини буйриди. Кейин уларниң тәливи бойичә Петрус улар билән биллә бир нәччә күн турди.


Иккинчи күни улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә жиғип, Петрусларни күтүп туратти.


Филип болса, өзиниң Ашдод шәһиридә екәнлигини билгәндин кейин, у йәрдин Қәйсәрийә шәһиригичә болған һәммә шәһәрләрни кезип, Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти.


Узун сөһбәтлишиштин кейин Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, Худаниң мени бир нәччә жил бурун силәрниң ичиңлардин йәһудий әмәсләргә Хуш Хәвәр йәткүзүп, уларни һәз­рити Әйсаға ишәндүрүшкә таллиғанлиғидин хәвириңлар бар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite