Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 21:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлбеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: — Муқәддәс Роһ дедики, бу бәлбағниң егиси Йерусалимда йәһу­дий­лар тәрипидин мошундақ бағлинип, римлиқларниң сорақ қилинишиға тапшурулиду, — деди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 21:11
34 Referans Kwoze  

Командан алдиға өтүп, ләшкәрләргә Павлусни тутуп, икки зәнҗир билән бағлашқа буйриди. Кейин у: — Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди.


Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән баридиғанла шәһәрләрдә мени зиндан вә азапларниң күтүп туридиғанлиғини алдин-ала ейтип кәлмәктә.


Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнли­гини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәт­күзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.


Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар.


Шуңа Муқәддәс Язмиларда Муқәддәс Роһниң дегинидәк, «Бүгүн Худаниң авазини аңлиғиниңларда, Әҗдатлириңлар Худаға хаинлиқ қилған Вә чөлдә Уни синиған күнләрдикидәк җаһиллиқ қилмаңлар.


Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәт­чиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду.


Мән бу Хуш Хәвәрни тарқитиш сәвәвидин кишәнләнгән әлчимән. Мениң Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзүшүм үчүн дуа қилғайсиләр. Чүнки бу мениң қилишқа тегишлик ишимдур.


Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән.


Шуңлашқа мәнки Павлус һәр дайим силәргә дуа қилмақтимән. Мән силәр йәһудий әмәсләргә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигим үчүн мәһбус болдум.


Улар өз ара келишәлмәй, қайт­мақ­чи болғанда, Павлус уларға мундақ деди: — Муқәддәс Роһниң әҗдатлириңларға ейтқан сөзлири силәргиму тоғра келиду! Муқәддәс Роһ Йәшая пәйғәмбәргә мундақ дегән еди:


Шу сәвәптин мән һәр бириңлар билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә сөзлишиш үчүн силәрни бу йәргә тәклип қилдим. Шуни билишиңлар керәкки, хәлқимиз күтүп кәлгән Қутқазғучиға ишәнгәнлигим үчүнла, бу зәнҗир билән бағлинип, тутқун болуп қалдим.


Үч күндин кейин, Павлус у йәрдики йәһудийларниң башлиқлирини өзи билән көрүшүшкә тәклип қилди. Улар кәлгәндә, Павлус мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки әҗдатлиримиздин қалған әнъәниләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда йәһудийлар тәрипидин солаққа тутулуп, римлиқларниң қолиға тапшурулдум.


Павлус: — Мәйли балдур яки кейин болсун, өзлириниң вә бүгүн мениң сөзүмни аңлиғучиларниң һәммисиниң маңа охшаш һәзрити Әйсаға ишиниши үчүн дуа қилимән. Пәқәтла маңа охшаш зәнҗирдә болу­шуң­ларни халимаймән, — деди.


Икки жилдин кейин һаким Феликсниң орниға Поркиюс Фестус һаким болди. Феликс йәһудий­ларға яхши көрүнүш үчүн Павлусни солақта қалдурди.


Улар Павлусни түврүккә бағлап қамчилимақчи болғанда, Павлус йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини сотлимайла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.


Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға: — Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.


Мән униңға Мениң үчүн җәзмән хилму-хил азап-оқубәт тартишқа тоғра келидиғанлиғиниму көрситимән, — деди.


Һәзрити Әйса бу дуани қилғандин кейин, шагиртлири билән биллә ташқириға чиқип, Йерусалимниң сиртидики Кидрон вадисиниң у қетиға өтти. У йәрдә бир бағчә бар еди. Һәзрити Әйса билән шагиртлири у бағчигә кирди.


Муқәддәс Роһ Филипқа: — Һарвуға йетишип маң, — деди.


Бу йәрдә мәсиһийләрдин бәзилирини тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Муқәддәс Роһ уларға Павлусниң Йерусалимда тарти­ди­ған азаплиридин хәвәр бәргән еди, шуңа улар униңға Йерусалимға барма, дәп несиһәт қилди.


Муқәддәс Роһ шуни бизгә очуқ ейтидуки, ахир заманда бәзиләр ишәнчтин тенип, һелигәр җинлар вә уларниң сахта тәлимлиригә әгишиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite