Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 У шу әтраптики җайларни арилап, мәсиһийләрни илһамландуридиған нурғун сөзләрни қилғандин кейин, Юнанға берип,

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:2
17 Referans Kwoze  

Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Биз бу Хуш Хәвәрни бирәр сахтилиқ, яман нийәт яки һелигәрлик билән йәткүзүватқинимиз йоқ.


Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсан­ларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришива­тимиз. Буниңдики мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур.


Силәргә мәлумки, биз һәр бириңларға ата пәрзәндигә әҗир сиңдүргәндәк әҗир сиңдүрдуқ,


Кейин үстүнки қәвәткә чиқип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йәп, ибадәт қилдуқ. Павлус таң атқичә сөзини давамлаштурғандин кейин, биз бу йәрдин йолға чиқтуқ.


Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.


Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди.


У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.


Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.


Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.


Петрус йәнә нурғун сөзләр билән уларни агаһландурди вә уларға: — Силәр өзәңларни Худаниң бу заманниң бузулуп кәткән киши­лиригә келидиған җазасидин қутулдуруңлар! — дәп агаһландурди.


Йәһия пәйғәмбәр һәр хил йоллар билән хәлиққә несиһәт қилди вә Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Топилаң бесилғандин кейин, Павлус мәсиһийләрни чақирип, уларни илһамландурди вә улар билән хошлишип, Македонийә өлкисигә кәтти.


у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийә өлкисигә қайтмақчи болуп турғанда, йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйиқәстидә екәнлигидин хәвәр тепип, Македонийә өлкисидин өтүп, қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди.


Лекин Худа буйриса, йеқинда чоқум йениңларға баримән. У чағда бу һакавурларниң немини сөзләйдиғанлиғини әмәс, бәлки уларда Муқәддәс Роһниң күч-қудритиниң зади бар яки йоқлуғини көрүп бақимән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite