Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Топилаң бесилғандин кейин, Павлус мәсиһийләрни чақирип, уларни илһамландурди вә улар билән хошлишип, Македонийә өлкисигә кәтти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 20:1
20 Referans Kwoze  

Македонийә өлкисигә барғандин кейин, көңлимиз тиничлиқ тапмай, хилму-хил қийинчилиқларға дуч кәлдуқ. Сиртта җедәл-маҗра, ичимиздә қорқунуч болди.


Бу ишлардин кейин Павлус Македонийә вә Юнан өлкиси арқилиқ Йерусалимға қайтиш қарариға кәлди. У: — У йәргә барғандин кейин Рим шәһиригә беришим керәк, — деди.


Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.


Һәммә қериндашлар билән меһриванларчә саламлишиңлар.


Бу йәрдики барлиқ қериндашлар силәргә салам ейтти. Бир-бириң­лар билән меһриванларчә саламлишиңлар.


Македонийә өлкисигә барғандин кейин йениңларға баримән. Чүнки Македонийәдин өтмәкчимән.


Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Бу йәрдики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммә җамаәттин силәргә салам.


Көпчилик көз яш қилишип, униң билән қучақлишип, сөйүшүп хошлашти.


Павлус пәскә чүшүп, өзини униң үстигә етип, қучақлап туруп: — Һодуқмаңлар, у тирик, — деди.


Шу күни кәчтә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнүп, македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — Деңиздин өтүп, Македонийә өлкисигә келип, бизгә ярдәм бәр­сиңиз! — дәп тәләп қилди.


уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр» дәп аташ Антакядин башланди.


Исраил қерип кәткәнлиги үчүн, көзи торлишип, яхши көрмәтти. Йүсүп балилирини униң алдиға елип кәлди. Исраил уларни қучақлап, сөйүп қоюп,


Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар.


У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.


У шу әтраптики җайларни арилап, мәсиһийләрни илһамландуридиған нурғун сөзләрни қилғандин кейин, Юнанға берип,


у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийә өлкисигә қайтмақчи болуп турғанда, йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйиқәстидә екәнлигидин хәвәр тепип, Македонийә өлкисидин өтүп, қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite