У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқтики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.
Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши турушқа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.
Филип йолға чиқти. Йолда у ефиопийәлик бир жуқури дәриҗилик әмәлдарни учратти. Бу киши Кандас исимлиқ Ефиопийә аял падишасиниң баш ғәзничиси болуп, Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди.