Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:43 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

43 Әлчиләр нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. Халайиқни қорқунуч басти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:43
15 Referans Kwoze  

Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән.


Шу йәрдики кишиләр һәзрити Әйсаниң у йәрдин кетишини тәләп қилишти. Чүнки улар интайин қорқушқан еди. Шуңа һәзрити Әйса кемигә чүшүп, қайтип кәтмәкчи болди.


Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийи­лиди.


Ишәнгәнләргә мундақ мөҗүзиләрни көрситиш қабилийити һәмра болиду: Улар Мениң намим билән җинларни һайдаветәләйду, намәлум тилларда сөзлишәләйду,


Петрус һәммисини чиқириветип, тизлинип олтирип, Худаға дуа қилғандин кейин, җәсәткә қарап: — Табита, орнуңдин тур! — деди. Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, бешини көтирип олтарди.


Әлчиләр Худаниң зор күч-қудрити билән Рәббимиз Әйсаниң тирилгәнлигигә гувалиқ берәтти. Худа уларниң һәммисигә мол бәхит ата қилған еди.


Падишаниң пәрмани һәммә өлкә вә шәһәрләргә йетип барғанда, уни аңлиған йәһудийлар шатлиққа толуп, хошаллиқ зияпити беришти, мәйрәм қилиш арқилиқ тәбрикләшти. Нурғун йәрлик аһалиләр йәһудийлардин қорқушуп, йәһудий болушти.


Петрус униңға: — Әнеяс, Әйса Мәсиһ сени сақайтти. Орнуңдин туруп, көрпәңни жиғиштур, — деди. Әнеяс дәрһал орнидин турди.


Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа наси­рәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум.


Һанания бу сөзни аңлиған һаман жиқилип, җан үзди. Бу ишни аңлиғучилар бәк қорқушуп кәтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite