Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41 Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:41
21 Referans Kwoze  

Лекин әлчиләрниң тәлимлирини аңлиғанларниң көпи һәзрити Әйсаға ишәнди. Шундақ қилип, һәзрити Әйсаға әгишидиған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.


Улар Худаға мәдһийә ейтишип, пүтүн шәһәрдикиләрниң һөрмитигә сазавәр болди. Худа һәр күни йеңи мәсиһийләрни уларниң арисиға қошатти.


Петрусниң бу сөзлири аңлиғучиларға жүрәккә санчилған хән­җәр­дәк күчлүк тәгди. Улар қайил болғинидин Петрус вә башқа әлчиләрдин: — Қериндашлар, ундақта қутқузулуш үчүн қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти.


Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән.


Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчи­лиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар.


Чүнки бу Пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанлар Худаниң хәлқи қатаридин чиқирилип йоқитилиду».


Шуниң билән әҗдадимиз Йүсүп атиси әҗдадимиз Яқупниң алдиға акилирини әвәтип, уни пүтүн аилә-җамаити билән, җәми йәтмиш бәш кишини Мисирға тәклип қилди.


Кемидә биз җәми икки йүз йәтмиш алтә киши едуқ.


Һәммә адәм һөкүмәткә бойсунуши керәк. Чүнки һәр қандақ һакимийәт Худадин кәлгән һәм һөкүмәтни Худа Өзи тиклигән.


Солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда Нуһ пәйғәмбәр кемә ясаватқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән улар­ниң товва қилишини күтсиму, Худаниң сөзигә қулақ салмиған киши­ләрниң роһлиридур. Нуһ пәйғәмбәр ясиған кемидә пәқәт бир қанчә кишила, йәни җәми сәккиз киши болуп, улар су арқилиқ қутқузулди.


Иккинчи периштә чинидикини деңизға төкти. Деңиз сүйи өлүк­ниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.


Симун Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәми бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite