Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси4 Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди. Gade chapit la |
Йәнә шу Роһ биригә мөҗүзиләр яритиш қабилийитини бәрсә, йәнә биригә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитини бериду. Биригә бирсиниң йәткүзгән сөзлириниң Муқәддәс Роһтин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқләндүрүш, биригә өзигә намәлум болған тилларда сөзләш, йәнә биригә болса бу тилларни чүшәндүрүш қабилийитини бериду.
Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнлигини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәткүзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.
Һәммиңларниң Муқәддәс Роһниң күчи билән өзәңларға намәлум болған тилларда сөзлишиңларни үмүт қилимән. Лекин силәрниң Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүшүңларни техиму үмүт қилимән. Чүнки намәлум болған тилларда сөзләнгән сөзләрни чүшәндүрүп, мәсиһийләр җамаитиниң ишәнчини йетилдүрүшигә ярдими болидиған бирәрси болмиса, у чағда намәлум тилларда сөзләштин, Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийити көп әвзәл болиду.