Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Мәсиһийләрниң һәммиси өзлириниң үстигә худди от ялқунидәк бир нәрсиниң айрим-айрим чүшкәнлигини көрди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:3
18 Referans Kwoze  

Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду.


Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.


Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, Муқәддәс Язмиларни чүшәндүр­гәндә, қәлбимиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.


Пәрвәрдигар: — Улар бирлишип бир җамаәт болуп, бир тилда сөзлишидикән. Бу пәқәтла улар қилмақчи болған ишниң башлиниши! Буниңдин кейин улар немә қилишни халиса, шуни қилалайду.


Буниң кәйнидин асманда учуп жүргән башқа бир периштәни көрдүм. Бу периштә йәр йүзидә яшайдиғанларға, йәни һәр бир хәлиқ, қәбилә вә һәр хил тилда сөзлишидиған милләтләргә йәткүзи­диған мәңгүлүк Хуш Хәвәрни елип кәлгән еди.


Йәнә шу Роһ биригә мөҗүзиләр яритиш қабилийитини бәрсә, йәнә биригә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитини бериду. Биригә бирсиниң йәткүзгән сөзлириниң Муқәддәс Роһтин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ­ләндүрүш, биригә өзигә намәлум болған тилларда сөзләш, йәнә биригә болса бу тилларни чүшәндүрүш қабилийитини бериду.


Лекин һәзрити Әйса җававән: — Һазир мошундақ болсун. Чүнки Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимиз тоғридур, — деди. Шуниң билән Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә қошулди.


Мән икки гувачимға қудрәт беримән. Улар қарилиқ кийим кийип, Худаниң аянини бәкитилгән әйнә шу 1260 күндә йәткүзиду».


Тил дәл шу от учқуниға охшайду. У һәр хил қилмишниң мәнбәси вә әзалиримиз ичидики бузғунчи болуп, пүтүн бәдинимизни булғалайду. Бу от дозақ отидин йеқилса, һаятимизни вәйран қиливетәләйду.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Асмандин туюқсиз гоя қаттиқ шамал чиққандәк бир аваз аңлинип, улар олтарған өйни қаплиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite