Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10-11 Фригийә, Памфилийә, Мисир, Ливийәниң Киринигә йеқин җайлиридин кәлгәнләр, Крит вә Әрәпстандин кәлгәнләрму бар! Йәнә Рим шәһиридин кәлгән йәһудийлар вә йәһудий диниға киргән башқа милләтләрму бар. Амма һәммимиз уларниң Худаниң қилған улуқ ишлирини бизниң тиллиримизда махтиғанлирини аңлаватимиз! — дейишти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:10
34 Referans Kwoze  

Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


У Антакяда мәсиһийләр билән хелә көп вақит туруп, йәнә йолға чиқти вә Галатия, Фригийә районлирини арилап, барғанла йеридә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтти.


Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди.


Җамаәт тарқалғанда, нурғун йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабаға әгәшти. Бу иккиси уларға сөз қилип, «Худаниң меһир-шәпқитидә яшашни давамлаштуруңлар!» дәп илһамландурди.


Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфи­лийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти.


Рим шәһиригә кәлгинидә, у мени тапқичә көп аварә бопту.


Шуниң үчүн силәр римлиқларғиму бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә тәшнамән.


Киликийә вә Памфи­лийә өлкилириниң деңиз тәвәлигидин өтүп, Ликия өлкисидики Мира шәһиригә кәлдуқ.


Иккиси Писидийә районидин өтүп, Памфилийә өлкисигә кәлди.


Лекин Сипрус арили вә Кирини шәһиридин кәлгән бәзи мәсиһийләр Антакя шәһиригә берип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргиму йәткүзди.


Симун исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетива­татти. Искәндәр билән Руфусниң атиси болған бу адәм Кирини шәһиридин еди. Ләшкәрләр һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғичини бу адәмгә мәҗбурий көтәргүзди.


Улар ташқириға чиққинида, Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учритип, һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғачни униңға мәҗбурий көтәргүзди.


Қананда ачарчилиқ йүз берип, әһвал интайин еғир еди. Шуниң үчүн Ибрам Мисирға берип, у йәрдә вақитлиқ турмақчи болди.


Җәсәтлири улуқ шәһәрниң ғол йолиға ташлиниду. Бу шәһәр Содом яки Мисир дегән символлуқ нам билән аталған болуп, уларниң Рәббиму у йәрдә чапрас яғачқа миқланған еди.


Мән бу хәтни һәммиңларға, йәни Худа меһир-муһәббәт көрсәткән вә У муқәддәс хәлқим, дәп чақирған силәр римлиқларға йезиватимән. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аман­лиқ ата қилғай!


Римға келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан Римдики мәсиһийләр бизни қарши елиш үчүн Римдин чиқип, әллик нәччә чақирим йол бесип, бәзилири «Үч Сарай» дегән йәргичә вә бәзилири техиму жирақ йол меңип, Апиюс базириғичә кәлгән еди. Уларни көргән Павлус Худаға рәхмәт ейтип, техиму ғәйрәтләнди.


Павлус у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти. Улар римлиқ Клавдиюс падишаниң пүтүн йәһудийларниң Рим шәһиридин чиқип кетиши тоғрисидики буйруғи сәвәвидин йеқинда Италиядин кәлгән еди. Павлус улар билән көрүшүп,


Антакядики мәсиһийләр җамаитидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнаба, «Қара» ләқәмлик Шимон, киринилик Луки, Һирод хан билән биллә чоң болған Менаһен вә Саул қатарлиқлар еди.


Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.


Әлчиләрниң тәкливигә һәммиси қошулушти. Шуниң билән көпчи­лик имани камил вә Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан исимлиқ бир мәсиһийни таллиди. Униңдин башқа Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәм бурун йәһудий диниға киргән антакялиқ Николасларни таллап,


Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди.


Падишаниң пәрмани һәммә өлкә вә шәһәрләргә йетип барғанда, уни аңлиған йәһудийлар шатлиққа толуп, хошаллиқ зияпити беришти, мәйрәм қилиш арқилиқ тәбрикләшти. Нурғун йәрлик аһалиләр йәһудийлардин қорқушуп, йәһудий болушти.


Шу күни кечиси Рәббимиз Әйса Павлусниң йенида туруп: — Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, — деди.


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр бирәр адәмни диний еқимиңларға киргүзүш үчүн, йәр-җаһанни айлинип чиқисиләр. Бирақ у киши еқимиңларға киргәндин кейин, силәр уни дозаққа киришкә өзәңларға қариғанда һәссиләп лайиқ қилип йетиштүрүп чиқисиләр.


(Афинилиқлар вә у йәрдә туруватқан чәт әлликләрниң һәммиси көп вақтини йеңи ой-пикирләрни аңлашқа вә алмаштуруш­қа сәрип қилишатти.)


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite