Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 «Өтүп кетиш» һейтидин кейинки әллигинчи күни кәлгән «Ома» һейтида мәсиһийләрниң һәммиси Йерусалимда бир йәргә җәм болған еди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 2:1
23 Referans Kwoze  

Буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир нийәт, бир мәхсәттә вә бир еғиздин улуқлиғайсиләр.


Шундақ екән, силәр охшаш ой-пикир, сап меһир-муһәббәт вә бир нийәт, бир мәхсәттә болуң­лар. Шундақ болғанда, мени хошаллиққа чөмдүрисиләр.


Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.


Лекин ома һейтиғичә Әфәс шәһиридә давамлиқ турмақчимән.


Мәсиһийләр бир нийәттә, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тегишлик пул-мелини «өзәмниң» демәтти, бариға ортақ еди.


Тунҗа пишқан зираәтләрни ориғанда, ома һейти қил. Күздә һосулларни амбарға жиққиниңда, «Һосул жиғиш» һейти қил.


Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, Павлус Әфәстә тохтимаслиқни қарар қилған еди. У йәһудийларниң ома һейтини мүмкин қәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдиратти.


Мәсиһий­ләр буни аңлиғанда, бир нийәт, бир мәхсәттә Худаға мундақ дуа қилди: — Әй Егимиз, асман-зимин, деңиз-муһитларни вә улардики барлиқ мәвҗудатларни яратқан Өзәң.


Тунҗа пишқан буғдайларни ориғанда, ома һейти қил. Күздә һосулларни амбарға жиққиниңда, «Һосул жиғиш» һейти қил.


Әлчиләр хәлиқ ичидә нурғун мөҗүзә вә карамәтләрни көрсәтти. Барлиқ мәсиһийләр мәркизий ибадәтханидики «Сулайман пешай­винида» дайим җәм болатти.


Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти.


Чүнки Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни суда чөмүлдүрди, силәр болсаң­лар бир нәччә күн ичидә Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүрүлисиләр.


Бирақ шуни билишиңлар керәкки, Муқәддәс Роһ вуҗудуңларға чүшкәндә, силәр күч-қудрәткә толуп, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә өлкилири, һәтта дунияниң булуң-пушқақлириғичә Маңа гувачи болисиләр.


Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite