Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 19:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 улардин: — Силәр Худаниң йолиға меңишқа башлиғанда, Униң Муқәддәс Роһи силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди. — Яқ, биз Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 19:2
12 Referans Kwoze  

Худаниң силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиши вә араңларда мөҗүзиләр яритиши силәрниң Тәврат қануни­ға әмәл қилғанлиғиң­лардин әмәс, бәлки силәрниң Хуш Хәвәр­ни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәнгән­­лигиңлардиндур.


Тениңларниң Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси екәнлигини билмәм­силәр? Худа силәргә ата қилған Муқәддәс Роһ қәлбиңларда яшайду. Силәр өзәңларға әмәс, бәлки Худаға мәнсүпсиләр.


У бу сөзни Өзигә ишәнгәнләргә ата қилинидиған Худаниң Муқәд­дәс Роһиға қарита ейтқан еди. Худаниң Роһи техи һеч кимгә чүшмигән еди, чүнки һәзрити Әйса техи Атисиниң асмандики шан-шәривигә кирмигән еди.


Улар бу гәпни аңлиғандин кейин, Рәббимиз Әйсаға ишинип, Униң нами билән чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти.


«Худа шуни вәдә қилдики: ‹ Мән ахир заманда һәммә инсанларни Муқәддәс Роһумға чөмдүримән. Оғул-қизлириңлар Мениң пәйғәмбәрлик сөзлиримни йәткүзиду. Сөзлирим жигитләргә ғайибанә аламәтләр, чоңларға чүшләр арқилиқ йәткүзүлиду.


Чүнки силәргә ишәнчиңларни мустәһкәмләштә бирәр ярдәм бериш үчүн, силәр билән көрүшүшни интайин арзу қилимән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite