Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 19:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Бу хизмәт икки жил давамлашти. Нәтиҗидә Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, йәһудийлар яки йәһудий әмәсләр болсун, һәммиси Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрдин хәвәр­дар болди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 19:10
23 Referans Kwoze  

Шуңа һошияр болуңлар, мениң үч жил кечә-күндүз демәй, силәргә яш аққузуп несиһәт бәргәнлигимни есиңларда тутуңлар.


Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси деги­дәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар.


Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.


Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.


Лекин силәрдин шуни сораймәнки, исраиллар бу Хуш Хәвәрни аңлими­ғандиму? Әлвәттә аңлиди. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезил­ғи­нидәк: «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири зиминниң булуң-пушқақлириға йәтти».


Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр­ниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә мәсиһийләр җамаитигә, йәни Әфәс, Измир, Пәргама, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикия шәһәр­ли­ригә әвәт», дегән еди.


Мәнки Юһаннадин Асия өлкисидики йәттә мәсиһийләр җамаи­тигә салам! Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә роһтин,


Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә яшаватқан һәм бу дунияда мусапир болған, Худаниң таллиған бәндилиригә салам.


Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.


Буниң билән у ярдәмчилиридин Тимотий билән Ераст иккисини өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн, Македонийә өлкисигә әвәти­ве­тип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә қалди.


Үч ай давамида Павлус Әфәс шәһиридики йәһудийлар ибадәт­ханисиға кирип, улар билән жүрәклик сөзлишип, уларни Худаниң Падишалиғи тоғрисидики тәлимгә қайил қилишқа тиришти.


Шуниң билән Павлус у йәрдә бир йерим жил туруп, у йәрдики кишиләргә Худаниң сөзлирини йәткүзди.


Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлими­ниң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти.


Аримизда Партия, Медия, Елам, Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,


Бирақ Кирини вә Искәндәрийә шәһәрлири һәм Киликийә вә Асия өлкилиридин кәлгән, қуллуқтин азат болғанлиғи үчүн «әркинләр» дәп аталған ибадәтханиниң әзалири болған бәзи йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди.


Йүз бәргән әһвални көргән һаким уларниң Рәббимиз Әйса һәққидики тәлимлиригә һәйран болуп, һәзрити Әйсаға ишәнди.


Шундақ қилип, Рәббимиз­ниң тәлими умумйүзлүк тарқилип, зор тәсир пәйда қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite