Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 19:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәс шәһиригә кәлди. У йәрдә мәрһум Йәһия пәйғәмбәрниң бәзи шагиртлири билән учришип,

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 19:1
16 Referans Kwoze  

Қериндишимиз Аполлосқа кәлсәк, уни қериндашлар билән биллә силәрниң йениңларға беришқа көп дәвәт қилдим. Лекин униң һазир һеч барғуси йоқ. Кейин пурсәт пишип йетилгәндә бариду.


Демәкчи болғиним, аңлисам бәзилириңлар «Мән Павлус тәрәпдари», бәзилириңлар «Мән Аполлос тәрәпдари», бәзилириңлар болса «Мән Петрус тәрәпдари», йәнә бәзилириңлар «Мән Әйса Мәсиһ тәрәпдари», дәп жүрүпсиләр.


Бу ишлардин кейин Павлус Афина шәһиридин Коринт шәһиригә барди.


Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Әфәс шәһиридә яшайдиған пүтүн йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму бу ишни аңлап, наһайити қорқушти. Шуниңдин кейин Рәббимиз Әйсаниң нами бу йәрдиму көп һөрмәткә сазавәр болди.


Һазир һелиқи Павлус дегән әбләхниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У «Қол билән ясавалған бутлириңлар Худа әмәс», дейиш билән Әфәс вә пүтүн Асия өлкисидики нурғунлиған кишиләрни қаймуқтуруп, туюқ йолға башлаватиду.


Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, Павлус Әфәстә тохтимаслиқни қарар қилған еди. У йәһудийларниң ома һейтини мүмкин қәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдиратти.


Улар кәлгәндин кейин, Павлус уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.


(Уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, буниңдин бурун улар йәһудий әмәс әфәслик Трофимни Павлус билән биллә шәһәрдә көрүп, Павлус уни мәркизий ибадәтханиға башлап кирди, дәп хата ойлиған еди.)


Қериндашлар, силәрниң мәнпийитиңлар үчүн бу ишларға өзәм­ни вә Аполлосни мисал қилдим. Мениң мәхситим, силәрниң «Муқәддәс Язмиларда йезилғанларға хилаплиқ қилмаңлар», дегән сөзниң мәнасини чүшинип, биримизни йәнә биримиздин үстүн баһалап махтан­маслиғиңлар үчүндур.


Мән Әфәс шәһиридә жиртқуч һайванларға охшаш әшу дүшмәнләр билән елиштим. Өлүмдин тирилиш болмиса, мениң шундақ қилғинимниң немә пайдиси болатти? Әгәр өлгәнләр тирилмисә, ундақта «Бәри бир әтә өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» дегән сөз орунлуқ болатти!


Лекин ома һейтиғичә Әфәс шәһиридә давамлиқ турмақчимән.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлустин, Худаниң Әфәс шәһиридики муқәддәс хәлқи — Әйса Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилиригә салам.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite