Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 18:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 уларниң йенида қелип ишлиди. Чүнки бурундин чедир ясаш билән турмуш кәчүридиған Павлус улар билән кәсипдаш чиқип қалди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 18:3
13 Referans Kwoze  

Қериндашлар, бизниң қандақ тиришип-тирмишип ишлигәнлигимиз җәзмән есиңларда бардур. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн, бир тәрәптин кечә-күндүзләп ишләп турмушумизни қамди­сақ, йәнә бир тәрәптин Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.


Икки билигимизгә тайинип, ишләп җан беқиватимиз. Бизгә тил-аһанәт қилғанларға бәхит тиләватимиз, зиянкәшликкә учрисақ, бәрдашлиқ бериватимиз.


Силәр билән биллә болған вақитлиримда, еһтияҗим болсиму, һеч қайсиңларға еғирчилиғимни салмидим. Чүнки Македонийә өлкисидин кәлгән қериндашлар кам-котамни толуқлап бәрди. Һеч қандақ ишта силәргә жүк болмай кәлдим, буниңдин кейинму жүк болмаймән.


Башқа мәсиһийләр җамаити арисида қилған, бирақ силәрниң араңларда қилмиған бирдин-бир «хаталиғим» силәрниң ихтисадий ярдимиңларни алмиған­лиғимдур. Бу «адаләтсизлигимни» әпу қилғайсиләр!


Мениң силәрни чоң көрүп, өзәмни төвән тутуп, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә һәқ тәләп қилмай йәткүзгиним гуна болдиму?


Шуниңға охшаш, Рәббимиз Хуш Хәвәрни тарқитидиғанларниң турмуши Хуш Хәвәрни қобул қилғанлар тәрипи­дин қамдалсун, дәп буйруған еди.


Лекин мән бу һоқуқниң һеч қайсисидин пайдиланмидим. Һазирму мән бу хәтни бу һоқуқумдин пайдилинай, дәп йезиватқиним йоқ. Мән өлүшкә разимәнки, бирақ бу иш үчүн махтинишимниң қуруқ сөз болуп қелишиға йол қоймаймән.


Ундақта, алидиған һәққим немә? У болсиму, Хуш Хәвәр йәткүзүштә елишқа тегишлик һәқни тәләп қилиш һоқуқумдин пайдиланмай, кишиләрни Хуш Хәвәргә һәқсиз егә қилиштур.


Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite