Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 18:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Павлус у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти. Улар римлиқ Клавдиюс падишаниң пүтүн йәһудийларниң Рим шәһиридин чиқип кетиши тоғрисидики буйруғи сәвәвидин йеқинда Италиядин кәлгән еди. Павлус улар билән көрүшүп,

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 18:2
11 Referans Kwoze  

Мәндин Прискила билән ери Аквилаға вә Онесифорниң аилиси­дики­ләргә салам ейт.


Бу йәрдики, йәни Асия өлкисидики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила билән аяли Прискила вә уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәт силәргә Рәббимизниң нами билән сәмимий салам йоллиди.


Аполлос ибадәт­ханида жүрәклик сөзләшкә башлиди. Аңлаватқанлардин Прискила билән Аквила уни өйигә тәклип қилип, униңға Худаниң йолини техиму толуқ чүшәндүрди.


Булардин Агабус исимлиқ бири Муқәддәс Роһниң тәсири билән оттуриға чиқип, пүткүл Рим дуниясида қаттиқ ачарчилиқ болиди­ған­лиғини алдин-ала ейтти. (Бу ачарчилиқ дәрвәқә Клавдиюс падиша һөкүм сүргән жилларда йүз бәрди.)


Павлус Коринт шәһиридә мәсиһийләр билән йәнә бир мәзгил турди. Кейин улар билән хошлишип, Прискила вә Аквилалар билән кемигә олтирип, Сурийә өлкисигә кәтти. Йолға чиқиштин илгири у деңиз бойидики Кенһерийә шәһиридә чачлирини чүширивәтти. Чүнки у Худаға бир қәсәм қилған еди.


Аримизда Партия, Медия, Елам, Месопотамийә, Йәһудийә, Кападокия, Понтус, Асия,


Әйса Мәсиһниң әлчиси болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә яшаватқан һәм бу дунияда мусапир болған, Худаниң таллиған бәндилиригә салам.


Бизниң су йоли билән Италияниң Рим шәһиригә беришимиз қарар қилинғандин кейин, римлиқ әмәлдарлар Павлус билән башқа мәһбусларни падиша һәрбий қошундики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшуруп бәрди.


Биз у йәрдә кемидин чүштуқ. Юлиюс Искәндәрийә шәһиридин Италиягә баридиған кемини тепип, бизни елип униңға чүшти.


Барлиқ йетәкчилириңлар вә башқа мәсиһийләргә салам ейтқай­си­ләр. Италиядин кәлгән қериндашлар силәргә салам йоллиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite