1 Бу ишлардин кейин Павлус Афина шәһиридин Коринт шәһиригә барди.
Ераст Коринт шәһиридә қалди. Трофим кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милет шәһиридә қалдуруп қойдум.
Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәс шәһиригә кәлди. У йәрдә мәрһум Йәһия пәйғәмбәрниң бәзи шагиртлири билән учришип,
Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһкә әлчи болушқа чақирилған мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә, җүмлидин Юнан өлкисиниң һәр қайси җайлиридики Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә салам!
Худа маңа гувачи болсунки, Коринт шәһиригә қайта бармиғанлиғимниң сәвәви силәргә қаттиқ қоллуқ қилип қоюшумдин сақлиниш үчүндур.
Павлусқа һәмра болуп маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип берип, андин Берияға қайтип кәлди. Улар Павлусниң «Силас билән Тимотий мүмкин қәдәр мениң йенимға тезирәк кәлсун», дегән сөзини елип кәлди.
Павлус Афина шәһиридә Силас билән Тимотийни күтүп турғанда, шәһәрниң һәммә йерини бут қаплап кәткәнлигини көрүп, интайин беарам болди.
Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.
Әй коринтлиқлар, силәргә очуқ-ашкарә сөзлидуқ, силәргә бағримизни кәң ачтуқ.