Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 17:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Йәһудийларниң ичидә бәзиләр қайил болуп, Павлус билән Силасқа әгишип һәзрити Әйсаға ишәнди. Йәһудий динини яқлайдиған нурғун грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 17:4
31 Referans Kwoze  

Нәтиҗидә нурғун йәһудийлар, униңдин башқа хелә көп грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кәтти. Бәзилири һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса әлчиләр тәрәптә турди.


Җамаәт тарқалғанда, нурғун йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабаға әгәшти. Бу иккиси уларға сөз қилип, «Худаниң меһир-шәпқитидә яшашни давамлаштуруңлар!» дәп илһамландурди.


Бу һәқиқәтән бизниң улардин күткинимиз­дин көп ешип кәтти. Улар алди билән өзлирини Рәббимизгә атиди, андин Худаниң ирадиси бойичә бизгә атиди.


Униң сөзлиригә бәзиләр ишәнди, бәзиләр ишәнмиди.


Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға тал­лан­ди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:


Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.


— Әй исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Бу адәм һәммә йәрдә хәлқи­мизгә, Тәврат қанунимизға вә мәркизий ибадәтханимизға қарши сөзләрни тарқитиватиду. Әндиликтә у йәһудий әмәсләрни мәркизий ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғимақта! — дәп чуқан көтәрди.


Бу хизмәт икки жил давамлашти. Нәтиҗидә Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, йәһудийлар яки йәһудий әмәсләр болсун, һәммиси Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрдин хәвәр­дар болди.


Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлими­ниң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти.


Бәзи­ләр униңға қошулуп һәзрити Әйсаға ишәнди. Буниң ичидә кеңәшмә башлиқлиридин Дийонисиюс, Дамарис исимлиқ бир аял вә башқа бир қанчә кишиму бар еди.


Шуңа у йәһудийларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр билән сөһбәтлишәтти һәм һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән бу тоғрилиқ муназирилишәтти.


Шуңа Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атиси грек екәнлигини билгәчкә, Павлус йәһудийларниң уни қобул қилмаслиғиниң алдини ейтиш үчүн, уни хәтнә қилдурди.


Павлус болса Силасни таллап, мәсиһий­ләрниң өзи билән Силасни Худаға аманәт қилиши билән улардин айрилип йолға чиқти.


Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйт­ти.


Шуңа биз Йәһуда билән Силасниму хетимиздики қарарлиримизни силәргә өз ағзи билән сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.


Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди.


Петрус билән Юһанна қоюп берилгәндин кейин, башқа мәсиһий­ләр­ниң йениға қайтип келип, кеңәшмидики алий роһанийлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини көпчиликкә уқтурди.


Пүтүн мәсиһийләр давамлиқ биллә инақ яшап, сениң-мениң дейишмәй, бариға ортақ болушти.


Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмди­ғанду?


Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.


Шуңа мәсиһийләр Павлусни дәрһал деңиз бойидики җайларға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса, Берияда қалди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite