Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 17:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси2-3 Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди. — Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у. Gade chapit la |
Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бәлгүлиди. У күни Павлусниң турған йеригә техиму көп киши кәлгән еди. Павлус әтигәндин кәчкичә уларға Худаниң Падишалиғи һәққидә чүшәндүрүш берип, Тәврат һәм Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни һәзрити Әйсаниң йәһудийлар күтүп кәлгән Қутқазғучи екәнлигигә қайил қилишқа тиришти.