Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 17:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 17:1
13 Referans Kwoze  

Салоника шәһиридики вақтимдиму силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм берип, еһтияҗимдин чиқтиңлар.


Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Ати­миз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Салоника шәһири­дики мәсиһийләр җамаитигә салам. Худа силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Ати­миз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Салоника шәһиридә яшаватқан мәсиһийләр җамаитигә салам.


Униң билән биллә болғанлар, бериялиқ Пирус оғли Сопатер, салоникилиқлардин Аристархус билән Секундус, дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимлар еди.


Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.


Биз Әдрәмит шәһиридин Асия өлкиси­ниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баридиған кемигә олтирип, сәпәргә атландуқ. Македонийә өлкисиниң Салоника шәһиридин болған Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди.


Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлус­ниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгән­лигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти.


У йәрниң адәмлири Салоникидикиләргә қариғанда кәң миқияста болуп, улар Павлус билән Силасниң һәзрити Әйса һәққидә бәргән тәлимини қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди.


Дәм елиш күни шәһәр сиртидики дәрия бойиға бардуқ. Худди ойлиғинимиздәк, у йәрдә йәһудийлар дуа-тилавәт қилидиған бир җайни таптуқ. Биз олтирип, у йәргә топланған аяллар билән сөһбәт­ләштуқ.


Чүнки йәһудийлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунидики бу тәлимләрни узундин бери һәр дәм елиш күни һәр қайси шәһәрдики ибадәтханиларда жиғилип, үгинип кәлгән.


Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди.


Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.


Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite