Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 16:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Шундақ қилип, һәр қайси җамаәтләрниң ишәнчи күчәйтилип, мәсиһийләрниң саниму күндин-күнгә көпәйди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 16:5
23 Referans Kwoze  

У чағда Йәһудийә, Җәлилийә вә Самарийәләрдики мәсиһийләр җамаити бир мәзгил течлиққа еришти. Муқәддәс Роһниң ярдими билән уларниң ишәнчи күчийип, һемишәм садақәтмәнлик билән Худа йолида маңди. Уларниң саниму күндин-күнгә көпәйди.


Улар Худаға мәдһийә ейтишип, пүтүн шәһәрдикиләрниң һөрмитигә сазавәр болди. Худа һәр күни йеңи мәсиһийләрни уларниң арисиға қошатти.


Худаниң сөзи давамлиқ тарқалғансири, Йерусалимдики мәсиһий­ләр­ниң саниму барғансири көпәйди. Нурғун роһанийларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.


Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.


Силәр Әйса Мәсиһни Рәббимиз, дәп қобул қилған екәнсиләр, Униңға әгишип яшаңлар.


Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврән­мәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйди­ған­лиғини чүшиниңлар.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.


Лекин Худаниң сөзи давамлиқ тарқилип, Униңға ишәнгүчи­ләрниң сани көпәймәктә еди.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә бизгә меһир-муһәббәт көрсәткән, Өзиниң меһир-шәпқити билән мәңгүлүк илһам һәм гөзәл үмүт ата қилған Худа Атимиз силәрни илһамландурғай һәм силәргә барлиқ яхши иш, яхши сөзләрни қилишқа күч-қудрәт бәргәй!


Һәм шу арқилиқ Рәбби­миз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!


Әйса Мәсиһ бизни әркинликтә яшисун, дәп азат қилди. Шуниң үчүн қәддиңларни руслаңлар, Тәвраттики қаидә-йосунлар силәргә йәнә боюнтуруқ болмисун.


Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.


Шундақ болсиму, Рәббимиз Әйсаға ишинип, җамаәткә қошулған әр-аяллар барғансири көпийишкә башлиди.


Лекин әлчиләрниң тәлимлирини аңлиғанларниң көпи һәзрити Әйсаға ишәнди. Шундақ қилип, һәзрити Әйсаға әгишидиған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite