Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 16:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Листра вә Коня шәһәрлиридики мәсиһийләрниң һәммиси Тимотийни махтишатти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 16:2
14 Referans Kwoze  

Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.


Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк.


Әҗдатлиримиз мана мошундақ ишәнч билән Худаниң махтишиға сазавәр болған.


У җамаәтниң сиртидиму һөрмәткә сазавәр болуши керәк. Шундақ болғанда, башқи­лар уни әйипләлмәйду вә шәйтанму уни алдам халтисиға чүширәл­мәйду.


Зиндандин чиққан Павлус билән Силас Лидияниң өйигә берип, у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни илһамландуруп, шәһәрдин чиқип кәтти.


Павлус билән Барнаба Дәрбә шәһиридә Хуш Хәвәр йәткүзүп, нур­ғун адәмләрни һәзрити Әйсаға ишинишкә йетәклиди. Кейин иккиси Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.


Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиве­тип, Коня шәһиригә кетип қалди.


Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун.


Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң яхши әмәлия­тиниму асанла көрүвалғили болиду, лекин бәзи кишиләрниң яхши әмәлияти болса, кейин мәлум болиду.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди.


Бу иштин хәвәр тапқан Павлус билән Барнаба шәһәрдин қечип, Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәм әтраптики җайларға берип, Хуш Хәвәрни давамлиқ тарқитивәрди.


Силәргә мәлумки, Тимотий өзиниң яхши бир ярдәмчи екәнлигини испатлиди. У худди оғулниң атисиға ярдәм қилғиниға охшаш, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә ишлиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite