Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 16:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 У йәрдин ичкириләп, Македонийәниң шу райондики Филипи дегән муһим шәһәргә кирдуқ. Буму римлиқлар орунлишивалған вә улар башқуруватқан шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 16:12
14 Referans Kwoze  

Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқи­лиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәт­чи­­лиригә салам.


«Петир нан» һейтидин кейин, биз Филипи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә бир һәптә турдуқ.


Улар қанунимизға хилап қаидә-түзүмләрни тарқитиватиду! Биз римлиқ болғандикин, уларниң тарқатқанлирини қобул қилсақ вә иҗра қилсақ болмайду! — дәп шикайәт қилди.


Шу күни кәчтә Павлусқа бир ғайибанә аламәт көрүнүп, македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — Деңиздин өтүп, Македонийә өлкисигә келип, бизгә ярдәм бәр­сиңиз! — дәп тәләп қилди.


Павлус бу аламәтни көргәндин кейин, биз дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ. Чүнки Худаниң бизни у кишиләрниң қешиға берип, Хуш Хәвәр йәткүзүшкә чақирғанлиғини чүшәнгән едуқ.


Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус барлиқ вақтини Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилип, йәһудийларға һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигигә гувалиқ бәрди.


Бу ишлардин кейин Павлус Македонийә вә Юнан өлкиси арқилиқ Йерусалимға қайтиш қарариға кәлди. У: — У йәргә барғандин кейин Рим шәһиригә беришим керәк, — деди.


Буниң билән пүтүн шәһәр астин-үстүн болуп кәтти. Топилаң­чилар Павлусниң сәпәрдашлиридин македонийәлик Гаюс вә Аристар­хусларни тутувелип, алдиға селип, үсти очуқ театрханиға елип барди.


Топилаң бесилғандин кейин, Павлус мәсиһийләрни чақирип, уларни илһамландурди вә улар билән хошлишип, Македонийә өлкисигә кәтти.


у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийә өлкисигә қайтмақчи болуп турғанда, йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйиқәстидә екәнлигидин хәвәр тепип, Македонийә өлкисидин өтүп, қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди.


Биз Әдрәмит шәһиридин Асия өлкиси­ниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баридиған кемигә олтирип, сәпәргә атландуқ. Македонийә өлкисиниң Салоника шәһиридин болған Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди.


Чүнки Македонийә вә Юнан өлкилиридики мәсиһийләр җамаити сәдиқә топлап, Йерусалимдики мәсиһийләр арисидики йоқсулларға ярдәм беришни лайиқ тапти.


Чүнки мән араңларда Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә башлиған биринчи күндин һазирғичә силәр мениң бу хизмитимни қоллап кәлдиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite