Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Инсан­ларниң қәлбини билидиған Худа Өзиниң Роһини бизгә ата қилғини­дәк, йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Буниң билән Худа йәһудий әмәсләрниму қобул қилидиғанлиғини билдүрди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:8
23 Referans Kwoze  

— Әй Рәббимиз, һәммә адәмниң көңлидики йошурун ойи Саңа аян. Йәһуда өзиниң вәзиписини ташлап өлди вә өзигә тегиш­лик йәргә кәтти. Әнди у ташлавәткән әлчилик вәзиписигә егә болғучиға бу иккисидин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткин.


— Худа худди бизгә ата қилғандәк, уларғиму Муқәддәс Роһни ата қилған турса, уларни суға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа ким қошул­матти?! — деди.


Униң пәрзәнт­лирини әҗәллик кесәл билән һалак қилимән. У чағда пүткүл мәсиһийләр җамаәтлиригә кишиләрниң ой-пикри вә қәлбини яхши билгүчиниң Өзәм екәнлигимни билдүримән һәм һәр бириңларға қилған әмәлиятиңларға яриша яндуримән.


Худадин йошуруналайдиған һеч қандақ мәвҗудат йоқтур. Биз һесап беридиған Худа алдида һәммә нәрсә очуқ-ашкаридур.


Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди.


Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.


Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.


Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.


Үчинчи қетим йәнә: — Юһанна оғли Симун, Мени сөйәмсән? — дәп сориди. Петрус һәзрити Әйсаниң бу соални үч қетим сориғанлиғиға көңли бир қисма болуп: — Рәббим, Сиз һәммини билисиз, Сизни сөйидиғанлиғимниму билисиз, — деди. Һәзрити Әйса униңға: — Ундақта, қойлиримни отлат.


Мени әвәткән Атам Өзиму Мән үчүн гувачидур. Силәр һеч қачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар.


Мәхсәткә кәлсәк, биз Муқәддәс Роһниң ярдими билән зөрүр болған икки-үч бәлгүлимидин сирт силәргә һәр қандақ бир еғир жүк жүклимәсликни қарар қилдуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite