Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:5
14 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.


Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.


Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ.


Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.


Пәрисий вә садуқий еқимидикиләрдинму көплигән кишиләр­ниң чөмүлдүрүшни қобул қилғили кәлгәнлигини көргән Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәп­тин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?!


Баш роһаний вә униң шериклири, йәни шу йәрлик садуқий диний еқимидикиләр әлчиләрни зади көрәлмәтти.


Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән.


Лекин сениң пикирлириңни аңлап бақмақчимиз, чүнки сән тәәллуқ болған бу еқимниң һәммә йәрдә қаршилиққа учраватқанлиғидин хәвиримиз бар, — дейишти.


Мәсилән, бир киши Худа тәрипидин чақири­лиштин бурун йәһудий диниға кириш үчүн хәтнә қилинған болса, у буни йошурмисун. Бир киши Худа тәрипидин чақирилғанда хәтнә қилинмиған болса, шундақ туривәрсун.


Бирақ кейин Петрус Антакя шәһиригә кәлгәндә, униң өткүзгән хаталиғи түпәйлидин мән униң йүзигә ейтип әйиплидим.


Мән уларниң Хуш Хәвәрниң һәқиқити бойичә иш қилмиғанлиғини көрүп, һәммисиниң алдидила Петрусқа: «Сән йәһудий болсаңму, бирақ һәзрити Әйсаға ишәнгәндин бери йәһудийларниң адәтлири бойичә яшимай, бәлки йәһудий әмәсләрдәк яшап кәлдиң. Шундақ туруп, йәнә немишкә йәһудий әмәс мәсиһийләрдин йәһудийларниң адәтлири бойичә яшашни тәләп қилисән?» дедим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite