Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:3
27 Referans Kwoze  

Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилған­лиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди.


Бирақ биз у йәрдә бир һәптә турғандин кейин, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Мәсиһийләр вә уларниң хотун-балилириниң һәммиси бизни шәһәрниң сиртиға узитип чиқти. Һәм­ми­миз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ.


Қануншунас Зенас билән Аполлосниң сәпиригә имканқәдәр ярдәмдә болғин. Уларниң кам-котилири болса, һәл қилип бәргин.


Һеч ким униңға сәл қаримисун. Һәммиңлар униңға ярдәм берип, уни йенимға сақ-саламәт йолға селип қоюңлар. Чүнки униң башқа қериндашлар билән биллә келишини күтмәктимән.


Бәлким йениңларда бир мәз­гил турушум вә һәтта қишни силәр билән биллә өткүзүшүмму мүм­кин. Кейин қәйәргә бармақчи болсам, силәр ярдәм қилип, мени йолға селип қоярсиләр.


Петрус гепини аяқлаштурғандин кейин, өйдә җим-җитлиқ һөкүм сүрди. Андин Барнаба билән Павлус чиқип, Худаниң өзлири арқилиқ йәһудий әмәсләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗүзә вә карамәт­лирини баян қилди.


Римға келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан Римдики мәсиһийләр бизни қарши елиш үчүн Римдин чиқип, әллик нәччә чақирим йол бесип, бәзилири «Үч Сарай» дегән йәргичә вә бәзилири техиму жирақ йол меңип, Апиюс базириғичә кәлгән еди. Уларни көргән Павлус Худаға рәхмәт ейтип, техиму ғәйрәтләнди.


Антакядики мәсиһийләр болса, хошаллиққа һәм Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмди.


Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.


Йерусалимдики әлчиләр самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти.


Лекин сениң иниң өлүп тирилди, йоқилип тепилди. Уни зияпәт қилип күтүвелишимизға тегишлик», дәпту атиси униңға.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.


Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, әлчиләр, йетәкчиләр вә башқа мәсиһийләрниң қарши елишиға муйәссәр болди. Улар көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ қилған ишлирини йәткүзди.


Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға тал­лан­ди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:


Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйт­ти.


Павлусқа һәмра болуп маңғанлар уни Афина шәһиригичә елип берип, андин Берияға қайтип кәлди. Улар Павлус­ниң «Силас билән Тимотий мүмкин қәдәр мениң йенимға тезирәк кәлсун», дегән сөзини елип кәлди.


Уларни әң мәйүслән­дүргини Павлусниң, «Буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәй­силәр», дегән сөзи болди. Кейин улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite