Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһий­ләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:2
20 Referans Kwoze  

Лекин Хуш Хәвәр һәқиқитиниң араңлар­да сақлиниши үчүн биз уларға қилчиму йол қоймидуқ.


Һалбуки, мән өзәмни һеч қандақ ишта силәр дәриҗи­дин ташқири дәп қариған әшу әлчиләрдин төвән дәп қаримаймән!


Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, әлчиләр, йетәкчиләр вә башқа мәсиһийләрниң қарши елишиға муйәссәр болди. Улар көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ қилған ишлирини йәткүзди.


Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.


Қәдирлик қериндашлирим, мән әсли силәргә һәммимиз һөзүр­линиватқан қутқузулуш йоли тоғрисида йезишқа интизар болуп кәлгән едим. Бирақ һазир буниң орниға силәрни Хуш Хәвәрниң һәқиқитини сақлаш үчүн күрәш қилишқа илһамландуруш мәхситидә бу хәтни йезиш керәклигимни һис қилдим. Худа бу өзгәрмәс һәқи­қәтни бир йолила Өзиниң муқәддәс хәлқигә аманәт қилған.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа чақирил­ған мәнки Павлустин вә мән арқилиқ қериндишимиз Состенис­тин Коринт шәһиридики Худаға мәнсүп болған мәсиһийләр җамаитигә салам. Әйса Мәсиһкә ибадәт қиливатқан һәр қайси җайдики киши­ләргә охшаш, силәрму бизниң вә уларниң Рәбби болған Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа тәрипидин пак қилинип, Худаниң муқәддәс хәлқи болушқа чақирилдиңлар.


Әтиси биз Павлус билән биллә Яқупни көргили бардуқ. Яқуп билән мәсиһийләр җамаитидики башқа йетәкчиләрниң һәммиси у йәргә жиғилған еди.


Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики әлчиләр билән йетәкчиләр бәлгүлигән йәһудий әмәсләргә мунасивәтлик, риайә қилишқа тегишлик болған қарарларни мәсиһийләргә йәткүзди.


Шуңа биз Йәһуда билән Силасниму хетимиздики қарарлиримизни силәргә өз ағзи билән сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.


Шу сәвәптин биз бу ишни музакирә қилғандин кейин, аримиздин бир нәччә кишини таллап, уларни қәдирдан достлиримиз Барнаба вә Павлус билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.


Муқәддәс Роһ мени, гәрчә улар йәһудий болмисиму, иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйриди. Җаффадин кәлгән бу алтә қериндашму мениң билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, Корнилий исимлиқ адәмниң өйигә кирдуқ.


Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди.


Әгәр сән Худаниң йол-йоруғи бойичә шундақ қилсаң, хәлиқниң дегән йеридин чиқалайсән. Хәлиқниң маҗралириму тез һәл болиду, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite