Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15:1
25 Referans Kwoze  

Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.


Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.


Еһтиятчан болуңлар, һеч ким силәрни қуруқ пәлсәпә вә асассиз гәпләр билән аздуруп кәтмисун. Булар Әйса Мәсиһниң тәлимидин әмәс, бәлки инсанларниң әнъәнилири вә бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин кәлгән.


Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ.


— бирақ силәрму Муса пәйғәмбәрниң бала туғулуп, сәккизинчи күни хәтнисини қилиш керәк дегән буйруғини ада қилимиз дәп, дәм елиш күни болсиму, балиларниң хәтнисини қиливерисиләр. Әмәлиятта хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, әҗдадиңлар Ибраһимдин қалған.


Он төрт жилдин кейин мән Барнаба билән биллә йәнә Йеруса­лимға бардим. Титусниму биллә еливалдим.


Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти.


Биз униң: «Насирәлик Әйса бу ибадәтханини гумран қилиду, Муса пәйғәмбәрдин мирас қалған әнъәнивий қаидә-түзүмлиримизни өзгәртиветиду», дегән­лигини аңлидуқ, — деди.


Шуниң үчүн йемәк-ичмәк җәһәттә вә һейт-айәм, йеңи ай мәйрәмлири яки дәм елиш күнлирини өткүзүш яки өткүзмәслик җәһәттә һеч кимниң силәрни әйипләйдиған һоқуқи йоқ.


Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.


Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға тал­лан­ди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


«Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!


Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйт­ти.


Йәһудийларниң махтишиға хуштар киши­ләр силәрни хәтнә қилдурушқа зорлайду. Улар қутқузулуш пәқәт Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта қурван болғанлиғидинла келиду десә, йәһудийларниң зиянкәшлигигә учрайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite