Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Павлус билән Барнаба у йәрдә хелә узун туруп, Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити тоғриси­дики Хуш Хәвәрни жүрәклик һалда йәткүзди. Рәббимиз Әйсаму уларға мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиш қабилийитини берип, улар йәткүзгән Хуш Хәвәрниң раст екәнлигини испатлиди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14:3
17 Referans Kwoze  

Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.


Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.


Лекин мән өз вәзипәмни түгитишим, Рәббимиз Әйсаниң тапшурған хизмитини муваппәқийәтлик орунлишим, йәни Худаниң меһир-шәпқити тоғрисидики Хуш Хәвәрниң гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимай, Йерусалимға кетиватимән.


Силәргә йәнә шуму мәлумки, биз қешиңларға бериштин илгири Филипи шәһиридә турған вақтимизда, у йәрдә азап чәктуқ вә һақарәткә учридуқ. Кейин силәрниң шәһириңлардиму йәнә қаттиқ қаршилиқларға учридуқ, лекин биз Худаниң ярдими билән ғәйрәткә келип, Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Шагиртлар тәрәп-тәрәпкә берип Хуш Хәвәрни җакалап жүрди. Рәббимиз улар билән биллә болуп, Өз сөзини улар көрсәткән мөҗүзиләр билән испатлиди.


Биз бу ишларниң гувачилири. Худа Өзигә бойсунғанларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларни испатлап бериду.


Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа наси­рәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум.


Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!


Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Силәр җәлилийәликләр мөҗүзә вә карамәтләрни көрмигичә, Маңа ишәнмәйдиған охшайсиләр, — деди.


Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite