Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14:2
14 Referans Kwoze  

Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.


Бирақ йәһудийлар буниңға көрәлмәслик қилди. Улар кочида бекар жүридиған һарамтамақларни топлап, шәһәрдә топилаң көтәрди. Йәһудийлар Павлус билән Силасни тутуп, топилаңчиларға тапшуруп бериш мәхситидә Ясун исимлиқ бир мәсиһийниң өйигә бастуруп кирди.


Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин кәлгән бәзи йәһудийлар кишиләрни қутратти. Нәтиҗидә хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди. Улар Павлус­ни өлди дәп ойлап, шәһәр сиртиға сөрәп апирип ташлавәтти.


Бирақ бунчә көп адәмләрни көргән бир қисим йәһудийлар көрәлмәслик қилишқа башлиди. Улар Павлусниң сөзлирини рәт қилди вә уни һақарәтлиди.


Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлус­ниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгән­лигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти.


Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:


Худа Оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду, лекин Уни рәт қилған киши мәңгүлүк һаяттин мәһрум қалидудә, Худаниң ғәзиви мана шундақлардин мәңгү нери болмайду.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кәтти. Бәзилири һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса әлчиләр тәрәптә турди.


Ахирида һәзрити Әйсаға ишәнмәйдиған йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр өз башлиқлири билән бирликтә әлчиләрни қийнап, чалма-кесәк қилип өлтүрмәкчи болди.


Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиян­кәш­ликкә учридиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite