Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 14:1
33 Referans Kwoze  

Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлими­ниң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти.


Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиве­тип, Коня шәһиригә кетип қалди.


Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!


Павлус билән Барнаба Дәрбә шәһиридә Хуш Хәвәр йәткүзүп, нур­ғун адәмләрни һәзрити Әйсаға ишинишкә йетәклиди. Кейин иккиси Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.


Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.


Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләр­ниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Әфәс шәһиридә яшайдиған пүтүн йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму бу ишни аңлап, наһайити қорқушти. Шуниңдин кейин Рәббимиз Әйсаниң нами бу йәрдиму көп һөрмәткә сазавәр болди.


Үч ай давамида Павлус Әфәс шәһиридики йәһудийлар ибадәт­ханисиға кирип, улар билән жүрәклик сөзлишип, уларни Худаниң Падишалиғи тоғрисидики тәлимгә қайил қилишқа тиришти.


Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Нәтиҗидә нурғун йәһудийлар, униңдин башқа хелә көп грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Йәһудийларниң ичидә бәзиләр қайил болуп, Павлус билән Силасқа әгишип һәзрити Әйсаға ишәнди. Йәһудий динини яқлайдиған нурғун грек әрләр вә жуқури дәриҗидики грек аялларму һәзрити Әйсаға ишәнди.


Җамаәт тарқалғанда, нурғун йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабаға әгәшти. Бу иккиси уларға сөз қилип, «Худаниң меһир-шәпқитидә яшашни давамлаштуруңлар!» дәп илһамландурди.


Рәббимизниң күч-қудрити улар билән биллә болғачқа, нурғун кишиләр уларниң сөзлиригә ишинип, Рәббимиз Әйсаға ишәнди.


дәрһал йәһудий ибадәтханилириға берип, «һәзрити Әйса Худа Оғли», дәп тәлим беришкә башлиди.


— Әй исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Бу адәм һәммә йәрдә хәлқи­мизгә, Тәврат қанунимизға вә мәркизий ибадәтханимизға қарши сөзләрни тарқитиватиду. Әндиликтә у йәһудий әмәсләрни мәркизий ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғимақта! — дәп чуқан көтәрди.


Йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни товва қилип, Худаға йүзлинишкә вә Рәббимиз Әйсаға ишинишкә чақирдим.


Шуңа у йәһудийларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр билән сөһбәтлишәтти һәм һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән бу тоғрилиқ муназирилишәтти.


Павлуслар Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму кирип өтти. Листрада Тимотий исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Униң аниси Әйса Мәсиһкә ишәнгән йәһудий аял еди, атиси болса, грек еди.


Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти.


Улар Саламис шәһиригә йетип келип, йәһудий ибадәтханилирида Худаниң сөзлирини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна (Маркус) уларниң ишлириға ярдәмләшти.


«Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға ибадәт қилғили кәлгәнләр ичидә йәһудий диниға киргән бәзи грекларму бар еди.


Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмди­ғанду?


Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.


Нәтиҗидә улар ейтқанлиримдин рази болди. Һәтта мән билән биллә барған Титус йәһудий болмисиму, улар уни хәтнә қилдурушқа мәҗбурлимиди.


Бу хизмәт икки жил давамлашти. Нәтиҗидә Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, йәһудийлар яки йәһудий әмәсләр болсун, һәммиси Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрдин хәвәр­дар болди.


Сурийә өлкисиниң Фәникийә дегән йеридә туғулған йәһудий әмәс бу аял һәзрити Әйсадин қизидики җинни һайдаветишни өтүнди.


Улар Худаға мәдһийә ейтишип, пүтүн шәһәрдикиләрниң һөрмитигә сазавәр болди. Худа һәр күни йеңи мәсиһийләрни уларниң арисиға қошатти.


Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин кәлгән бәзи йәһудийлар кишиләрни қутратти. Нәтиҗидә хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди. Улар Павлус­ни өлди дәп ойлап, шәһәр сиртиға сөрәп апирип ташлавәтти.


Листра вә Коня шәһәрлиридики мәсиһийләрниң һәммиси Тимотийни махтишатти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite