9 Бирақ Муқәддәс Роһқа чөмгән Саул (грекчә исми Павлус ) һелиқи сехиргәргә тиклинип қарап,
Петрус Муқәддәс Роһқа чөмгән һалда мундақ деди: — Хәлқимизниң һөрмәтлик рәһбәрлири вә ақсақаллири!
Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.
Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди.
Һәзрити Әйса әтрапидикиләргә ғәзәп билән көз жүгәртти. Уларниң тәрсалиғи Уни ечиндурған еди. Андин кейин У һелиқи кишигә: — Қолуңни узарт! — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә кәлди.
Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.
Бирақ һәзрити Әйса уларға көзлирини тикип мундақ деди: — Зәбурда Қутқазғучи һәққидә: «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди», дәп ениқ йезилған турса!
Силәр өзәңлар сөзлимәйсиләр, бәлки асмандики Атаңларниң Роһи силәр арқилиқ сөзләйду.
Андин һәзрити Әйса қоллирини у адәмниң көзлиригә йәнә бир қетим тәккүзди. Шуниң билән униң көзлири ечилип, һәммә нәрсини ениқ көрди.