51 Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиветип, Коня шәһиригә кетип қалди.
Силәрни қобул қилмиған, сөзүңларни аңлимиған кишиниң өйидин яки шу шәһәрдин қайтқиниңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар.
Лекин улар униңға қарши чиқти вә уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Әгәр силәр қутқузулмисаңлар, мән җавапкәр әмәс, өзәңлар җавапкәр. Бүгүндин башлап мән Хуш Хәвәрни силәргә әмәс, йәһудий әмәсләргә йәткүзимән, — деди.
Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.
Павлус билән Барнаба Дәрбә шәһиридә Хуш Хәвәр йәткүзүп, нурғун адәмләрни һәзрити Әйсаға ишинишкә йетәклиди. Кейин иккиси Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.
Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин кәлгән бәзи йәһудийлар кишиләрни қутратти. Нәтиҗидә хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди. Улар Павлусни өлди дәп ойлап, шәһәр сиртиға сөрәп апирип ташлавәтти.
Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди.
Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса вә сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин қайтишиңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.
Листра вә Коня шәһәрлиридики мәсиһийләрниң һәммиси Тимотийни махтишатти.
«Худадин келидиған җазаға өзәңларниң җавапкәр болидиғанлиғиңларни билдүрүш үчүн биз шәһириңларниң айиғимизға қонған тописиниму қеқип чүшириветимиз!» дәп агаһландуруңлар вә уларға «Билишиңлар керәкки, Худаниң Падишалиғи силәргә расттинла намайән болған еди!» дәңлар.