Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Улар Саламис шәһиригә йетип келип, йәһудий ибадәтханилирида Худаниң сөзлирини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна (Маркус) уларниң ишлириға ярдәмләшти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:5
20 Referans Kwoze  

Павлуслар болса Пәргә шәһиридин сәпирини давамлаштуруп, Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, дәм елиш күни йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.


Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!


Үч ай давамида Павлус Әфәс шәһиридики йәһудийлар ибадәт­ханисиға кирип, улар билән жүрәклик сөзлишип, уларни Худаниң Падишалиғи тоғрисидики тәлимгә қайил қилишқа тиришти.


Йәһудийларниң һәр бир дәм елиш күнидә Павлус ибадәтханиға берип, йәһудийлар вә греклар билән сөзлишип, уларни өз тәлими­ниң раст екәнлигигә қайил қилишқа тиришатти.


Шуңа у йәһудийларниң ибадәтханисида йәһудийлар вә уларниң динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр билән сөһбәтлишәтти һәм һәр күни базарда учриғанла кишиләр билән бу тоғрилиқ муназирилишәтти.


Павлус билән Барнаба Коня шәһиридиму адити бойичә йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди. Улар җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә нурғун йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрму һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәргә ишәнди.


Петрус бу әһвални чүшинип, Маркус дәпму аталған Юһаннаниң аниси Мәрийәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип, дуа-тилавәт қиливататти.


дәрһал йәһудий ибадәтханилириға берип, «һәзрити Әйса Худа Оғли», дәп тәлим беришкә башлиди.


Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзәң билән биллә елип кәл. У хизмәтлиримдә маңа ярдәмчи болиду.


Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиң­лар.)


Барнаба мақул көрүп, Юһанна (Маркус)ни биллә елип бармақчи болған еди.


Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.


Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун.


Муса вә униң ярдәмчиси Йәшу қозғилип, муқәддәс таққа жуқурилап чиқти.


Буниң билән у ярдәмчилиридин Тимотий билән Ераст иккисини өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн, Македонийә өлкисигә әвәти­ве­тип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә қалди.


Буниң билән пүтүн шәһәр астин-үстүн болуп кәтти. Топилаң­чилар Павлусниң сәпәрдашлиридин македонийәлик Гаюс вә Аристар­хусларни тутувелип, алдиға селип, үсти очуқ театрханиға елип барди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite