Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Муқәддәс Роһниң буйруғи билән йолға чиққан Барнаба билән Саул Сәләкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә олтирип, Сипрус дегән аралға қарап йолға чиқти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:4
7 Referans Kwoze  

Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти.


Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға: — Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.


У чағда Истипанниң өлтүрүлүш вақиәсидин кейин чиққан зиян­кәш­лик түпәйлидин һәр қайси җайларға тарқилип кәткән мәсиһийләрниң бәзилири һәтта Фәникийә райони, Сипрус арили вә Сурийәдики Антакя шәһири дегән җайларға кетишти. Улар Худаниң сөзини пәқәт йәһудийларғила йәткүзәтти.


Биз у йәрдин йәнә йолға чиқтуқ. Қарши тәрипимиздин шамал чиққанлиғи үчүн, Сипрус арилиниң шамалға далда тәрипи билән маңдуқ.


Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән баридиғанла шәһәрләрдә мени зиндан вә азапларниң күтүп туридиғанлиғини алдин-ала ейтип кәлмәктә.


Шуниң билән улар йәнә азирақ вақит роза тутуп, дуа қилғандин кейин, Барнаба билән Саулни хизмәткә аҗритиш үчүн, уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп уларни узитип қойди.


Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Павлус Барнабаға: — Биз бурун Рәббимизниң Хуш Хәвирини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, мәсиһийләрниң әһвалини көрүп келәйли, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite