Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Шуниң билән улар йәнә азирақ вақит роза тутуп, дуа қилғандин кейин, Барнаба билән Саулни хизмәткә аҗритиш үчүн, уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп уларни узитип қойди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:3
18 Referans Kwoze  

уларни әлчиләрниң алдиға елип чиқти. Әлчи­ләр уларни бу хизмәткә тайинлаш үчүн қоллирини уларниң учисиға тәккүзүп туруп дуа қилишти.


Сән мәндин үгәнгән тәлимләрни көп мәсиһийләр аңлиған вә бу тәлимләрниң тоғра екәнлигигә гувалиқ берип кәлгән. Әнди бу тәлимләрни ишәнчлик һәм башқиларға тәлим берәләйдиған киши­ләргә йәткүзгин.


Муқәддәс Роһ саңа ата қилған қабилийәткә бепәрвалиқ қилма. Бу қабилийәт Худаниң пәйғәмбәрлик сөзи вә җамаәт йетәкчилириниң қоллириниң учаңға қоюлиши арқилиқ саңа берилгән.


Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға: — Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.


Шуңа биз бундақ садақәтмән кишиләр билән бирликтә һәқиқәт йолида хизмәт қилиш үчүн уларни қоллап-қувәтли­шимиз керәк.


Бирәвниң учисиға қолуңни қоюп, уни йетәкчилик вәзиписигә тайинлашқа алдирап кәтмә, болмиса униң гуналириға шерик болуп қелишиң мүмкин. Өзәңни пак тутқин.


Хуш Хәвәр йәткүзгүчиләр әвәтилмисә, Хуш Хәвәр қандақ йәткүзүл­сун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Хуш Хәвәрни йәткүзгәнләр­ниң қәдими нәқәдәр мубарәк һә!»


Андин у йәрдин кемигә олтирип, Сурийәдики Антакяға қайтти. Улар өзлири тамамлиған бу вәзипини ада қилиштин бурун, Антакядики мәсиһийләрниң дуасини алған болуп, мәсиһийләр уларни Худаға тапшуруп, шу чәт зиминларға Хуш Хәвәр йәткүзүшкә әвәткән еди.


Павлус билән Барнаба йәнә һәр қайси мәсиһийләр җамаитигә йетәкчиләрни бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири ишинидиған Рәббимиз Әйсаға тапшурди.


Шуниң үчүн мән шуни ядиңға салайки, қоллиримни учаңға қойған чағда Худа саңа бәргән қабилийәтни толуқ ишләткәйсән.


Павлус болса Силасни таллап, мәсиһий­ләрниң өзи билән Силасни Худаға аманәт қилиши билән улардин айрилип йолға чиқти.


Улар бу йәрдики мәсиһийләр җамаити алдида сениң бу меһир-муһәббитиңгә гувалиқ бәрди. Уларни буниңдин кейинму давамлиқ күтүвелип, Худани хурсән қилған һалда уларниң сәпиригә ярдәм бәрсәң, яхши қилған болисән.


Буниң билән Һанания һелиқи өйгә берип, қоллирини Саулниң учисиға тәккүзүп: — Қериндишим Саул, бу йәргә келиватқиниңда йолда саңа көрүн­гән Рәббимиз Әйса көзлириң әслигә кәлсун вә сени Муқәддәс Роһқа чөмсун, дәп мени шәхсән Өзи әвәтти, — деди.


кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти.


— Әй Рәббимиз, һәммә адәмниң көңлидики йошурун ойи Саңа аян. Йәһуда өзиниң вәзиписини ташлап өлди вә өзигә тегиш­лик йәргә кәтти. Әнди у ташлавәткән әлчилик вәзиписигә егә болғучиға бу иккисидин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткин.


Муқәддәс Роһниң буйруғи билән йолға чиққан Барнаба билән Саул Сәләкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә олтирип, Сипрус дегән аралға қарап йолға чиқти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite