Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Павлус орнидин туруп, қолини көтирип, халайиқни тиничлитип, мундақ деди: — Әй исраиллар вә йәһудий әмәс садақәтмәнләр, қулақ селиңлар!

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:16
29 Referans Kwoze  

Петрус көпчи­­ликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.


Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.


У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти.


Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңларда чиң тутуңлар!»


Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучиларға сақлақлиқ маннидин беримән. Уларға йәнә бирдин ақ таш вә бу ташларниң үстигә йезилған йеңи бир исимни, йәни буни қобул қилғучилардин башқа һеч ким билмәй­диған бир исимни беримән».


Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут. Ғалибә қилғучилар иккинчи өлүмниң зийиниға һәргиз учримайду».


Муқәддәс Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини қулиғиңда чиң тут! Ғалибә қилғучиларға Худаниң җәннитидики һаятлиқ дәриғиниң мевилирини йейиш һоқуқини беримән».


Павлусниң сөзлиригә баштин аяқ қулақ селиватқан халайиқ униң йәһудий әмәсләр һәққидики сөзини аңлаш биләнла: — Уни йоқитиш керәк! Өлтүрүш керәк! У өлүшкә тегишлик! — дәп чуқан селишти.


Командан иҗазәт қилди. Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишаритини қилди. Көпчилик тиничланғанда, у арамий тилида сөзләшкә башлиди.


Йәһудийлар өзлириниң Павлусниң тәрәпдарлири әмәслигини көрси­тиш үчүн, Искәндәр исимлиқ адәмни өзлирини ақлаш мәхси­тидә алдиға чиқарди. Искәндәр көпчиликкә қол ишаритини қилип, йәһудийларни ақлашқа башлиди.


Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!


Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — Исраил қериндашлар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Бизгә неманчә тикилип қарайсиләр? Силәр бизни өз күч-қудрити яки садақәтмәнлигигә тайинип бу адәмни маңдурди, дәп ойламсиләр?


Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа наси­рәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум.


Буни аңлиған Петрус башқа он бир әлчи билән биллә орнидин туруп, жуқури аваз билән көпчиликкә: — Әй Йерусалим аһалилири вә башқа йәһудий қериндашлар! Силәр­гә әһвални чүшәндүрүп өтәй, сөзлиримгә қулақ селиңлар.


Меһир-шәпқәт қилар У садақәтмәнләргә әвлаттин-әвлатқичә.


Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар!


Йәнә бири болса һелиқи җинайәтчини әйипләп: — Сәнму Униңға охшаш җазалиниватқан туруп, Худадин қорқми­диңму?


Көпчи­лик униң муқәддәс җайдин чиқип, гәп қилалмай, қоллири арқилиқ ишарәт қилип мәхситини билдүргәнлигидин, униң муқәддәс җайда бирәр ғайибанә аламәтни көргәнлигини чүшәнди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite